от кәткән парахоттики түркийә пуқраси бир кишиниң из - дерики йоқ

түркийәниң атина (афена) – пиредә турушлуқ баш консули мустапа сомунчу, гиретсийәниң игоменитса портидин италийәниң бириндиси портиға қарап кетиватқан әснада от кәткән парахоттики бир түркийә пуқрасиниң из – дерикиниң йоқлуқини билдүрди.

1781328
от кәткән парахоттики түркийә пуқраси бир кишиниң из - дерики йоқ

түркийә авази радийоси хәвири: парахоттин қутқузувелинип корфу арилидики бир меһманханиға орунлаштурулған түркийә пуқралирини зийарәт сомунҗу, қазаға йулуққанларниң һәрқандақ зөрүр йардәмләр вә консулхана мулазимәтлири билән тәминлинидиғанлиқини ейтти.

у бир түркийә пуқрасиниң йоқап кәткәнликини тилға елип: «биз униң тәқдирини ениқлаш үчүн гиретсийә деңиз қирғиқи муһапизәт әтрити, дохтурхана вә гиретсийә сақчилири билән алақилишиватимиз, иншааллаһ, уму сақ – саламәт қутқузулғуси» деди.

сомунҗу, парахот ширкити билән тохтам түзигән сайаһәт оргининиң әмәлдари билән көрүшкәнликини, паспорти йоқап кәткән пуқраларға вақитлиқ паспорт тарқитилидиғанлиқини, барлиқ пуқраларниң истанбулға йөткилидиғанлиқини әскәртти.

түнүгүн әтигәндә, гиретсийәниң игоменитса портидин түркләрни өз ичигә алған сайаһәтчиләрни елип италийәниң бириндиси портиға қарап кетиватқан  бир парахотта от апити йүз бәргәниди.

гиретсийә рәсмий хәвәр агентлиқи тәрипидин йеңиланған санлиқ мәлуматларға қариғанда, италийәму йеқиндин қоллап - қуввәтлигән қутқузуш хизмәтлири нәтиҗисидә, корфу арилиға йөткәлгән 278 кишиниң кимлики ениқланған, вәқә җәрйанида 3 нәпири гиретсийә пуқраси болуп җәмий 11 киши йоқап кәткән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر