түркийә натоға наһайити зор төһпиләрни қошти

түркийә шималий атлантик әһди тәшкилатиға әза болғанлиқниң 70 – йиллиқи мунасивити билән байанат елан қилди.

1780902
түркийә натоға наһайити зор төһпиләрни қошти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин елан қилинған байанатта, буниңдин 70 йил илгирики бүгүнки күндә (1952-йили 2-айниң 18-күни) шималий атлантик әһди тәшкилатиға әза болған түркийәниң, соғуқ мунасивәтләр урушидикигә охшашла,  кейинки басқучтиму иттипақниң мәсулийәтчан вә башламчи әзалиридин бири болғанлиқи, шималий атлантик әһди тәшкилатиниң чегра линийәлирини қоғдашта  ролидин һалқип, иттипақниң вәзипилири вә паалийәтлиригә кәң көләмлик төһпиләрни қошқанлиқи,  иттипақниң йадролуқ қиммәт қарашлириға асасән, пиринсипал вә йирақни көрәрлик позитсийәлири билән шималий атлантик әһди тәшкилатиниң йөнилишигә йетәкчилик қилған асаслиқ иттипақдашлар қатаридин орун алғанлиқи тәкитләнди.

байанатта, бир тәрәптин, 2030-йиллардики шималий атлантик әһди тәшкилатиниң салаһийити талаш - тартиш қилиниватқан, йәнә бир тәрәптин, кәң көләмдә бихәтәрлик синақлири баштин кәчүрүлүватқан һзирқидәк һалқилиқ мәзгилдә, түркийәниң мудапиә вә бихәтәрлик даирисидә ролини толуқ җари қилдуруватқанлиқи, шималий атлантик әһди тәшкилатиниң өзгириш вә тәрәққий қилиш мусаписигә давамлиқ әһмийәтлик вә маһийәтлик төһпиләрни қошуп келиватқанлиқи әскәртилди.

түркийәниң пәқәт өзи үчүнла әмәс, пүткүл йавропа-атлантик окйан җуғрапийәсигиму тәһдит шәкилләндүрүватқан һәл хил шәкилдики терроризмға қарши күрәш қиливатқанлиқи, бихәтәрлик вә муқимлиқни 360 дәриҗилик аңға асасән қоғдаш йолида тиришчанлиқини қәтий давамлаштуридиғанлиқи оттуриға қойулған байанатта, мундақ дейилди: «бу нуқтидин елип ейтқанда, бизниң иттипақдашлиримиздин күтидиғинимиз, шималий атлантик әһди тәшкилатиниң ортақ гәвдисини тәшкил қилидиған бирлик вә һәмкарлиқ роһини толуқ намайан қилишидур.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر