шәнтоп косовуниң дөләт байрими күнини тәбриклиди

түркийә бүйүк милләт мәҗлиси башлиқи мустафа шәнтоп косовуниң дөләт байрими күнини тәбриклиди.

1780172
шәнтоп косовуниң дөләт байрими күнини тәбриклиди

түркийә авази радийоси хәвири: шәнтоп, косово җумһурийити мәҗлисиниң башлиқи глак конҗуфкаға, косовуниң дөләт байрими күнини тәбрикләп йазған хетидә, мундақ деди: «косовуниң дөләт байрими күни мунасивити билән қериндаш дөләт косову хәлқини өз намим һәм түркийә бүйүк милләт мәҗлиси әзалири намидин чин дилимдин тәбрикләймән. қериндашлиқ риштиси вә достлуқ мунасивәтлириниң тарихи наһайити уузунға созулидиған түркийә – косову мунасивәтлири вә парламентлар ара зич һәмкарлиқниң, хәлқлиримизниң ортақ мәнпәәтлири чиқиш нуқта қилинип, һәр саһәдә техиму тәрәққий қилидиғанлиқиға вә районниң муқимлиқиға һәссә қошушни давамлаштуридиғанлиқиға чин дилимдин ишинимән. бу мунасивәт билән, дост вә қериндаш дөләт косову хәлқигә есәнлик, аманлиқ, һузур, параванлиқ, сизгә вә сизниң намиңиздин косову парламентиниң қиммәтлик әзалириға мувәппәқийәт вә бәхт - саадәт тиләймән.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر