ақар нато дөләт мудапиә министирлири йиғиниға қатнишиду

дөләт мудапиә министири хулуси ақар 16 – 17 – феврал күнлири бирйусселда чақирилидиған шималий атлантик әһди тәшкилати дөләт мудапиә министирлири йиғиниға қатнишиду.

1779152
ақар нато дөләт мудапиә министирлири йиғиниға қатнишиду

түркийә авази радийоси хәвири: ақар, украина – русийә оттурисидики сүркилиш барғансери әвҗ елип кетиватқан бир пәйттә, шималий атлантик әһди тәшкилати қараргаһида чақирилидиған дөләт мудапиә министирлири йиғиниға қатнишиш үчүн, бүгүн белгийәниң пайтәхти бирйусселға йетип бариду.

йиғин даирисидә өткүзүлидиған йадро пиланлаш гурупписи, йавропаниң бихәтәрлик вәзийити вә хиристин мудапиәлиниш – хәвпкә тақабил туруш темилиқ йиғинлар вә башқа олтурушларға қатнишидиған ақарниң, әнглийә, руминийә, голландийә, латвийә , естонийә вә шималий македонийә қатарлиқ бир қисим әлләрниң дөләт мудапиә министирлири билән айрим – айрим көрүшүши пиланланмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر