тинчлиқ булиқи районида икки терроист бир тәрәп қилинди

сүрийәдә тинчлиқ булиқи районида п к к|й п г бөлгүнчи террорлуқ тәшкилатиға әза икки террорист бир тәрәп қилинди.

1774903
тинчлиқ булиқи районида икки терроист бир тәрәп қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә дөләт мудапиә министирлиқи тинчлиқ булиқи районида икки террористниң бир тәрәп қилинғанлиқи тоғрисида байанат елан қилди.

байанатта: «тинчлиқ булиқи райониға мәхпий кирмәкчи болған п к к|й п г бөлгүнчи террорлуқ тәшкилатиға әза икки террорист, қәһриман алаһидә қисимлиримиз тәрипидин бир тәрәп қилинди» дейилди.

йәнә бир тәрәптин, ички ишлар министирлиқи дийарбакирда п к к ни дөләт күнтәртипидин чиқириш вә районда увилиғанлиқи байқалған террористларни бир тәрәп қилиш мәқситидә, «21-әрән қиш» һәрикитини башлиди.

һәрикәттә, дийарбакир вилайәтлик қораллиқ сақчи қисим қоманданлиқ иштабиға қарашлиқ алаһидә қисим әтрәтлиридин тәшкил тапқан 400 хадим вәзипә өтиди.    



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر