анталйада йәр тәвриди

ақдеңизниң қибрис арили деңиз тәвәликидә 5.1 бал йәр тәвриди.

1772565
анталйада йәр тәвриди

түркийә авази радийоси хәвири: тәбиий апәт вә җиддий әһвалларға тақабил туруш идарисиниң интернет сәһиписидә елан қилинған мәлуматларға асасланғанда, әнқәрә вақти 00.03, үрүмчи вақти 03.03 тә ақдеңизниң қибрис арили деңиз тәвәликидә 13.20 километир чоңқурлуқта вә мәркизий нуқтиси анталйаниң газипаша наһийәсигә 136 километир келидиған җайда 5.1 бал йәр тәвригән.

у қетимқи йәр тәврәш, анталйа, муғла, адана, мәрсин вә һатайда һес қилинған.

сәһийә минстири фаһрәттин коҗа твиттерда учур һәмбәһирләп, йәр тәврәш һес қилинған анталйа вә мәрсиндә қутқузуш аптомобиллириға һечқандақ тәләп болмиғанлиқини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر