әрдоған: барлиқ тәрәпләрни салмақ болушқа дәвәт қилимиз

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған русийә-украина йирикчилики тоғрисида тохтилип: «қарадеңиз дөлити болуш сүпитимиз билән, районда тинчлиқни һөкүмран орунға игә қилиш үчүн барлиқ тәрәпләрни салмақ болушқа вә дийалогқа дәвәт қилимиз» деди.

1772816
әрдоған: барлиқ тәрәпләрни салмақ болушқа дәвәт қилимиз

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған украинаға қарап йолға чиқиштин бурун әнқәрә әсәнбоға айродурумида мухбирларни күтүвалди.

у русийә-украина йирикчилики үстидә тохтилип: «русийә-украина вәзийитини йеқиндин көзитиватимиз. украинаниң земин пүтүнлүки вә игилик һоқуқини қоллайдиғанлиқимизни һәр мунбәрләрдә билдүрүватимиз. қарадеңиз дөлити болуш сүпитимиз билән, районда тинчлиқни һөкүмран орунға игә қилиш үчүн барлиқ тәрәпләрни салмақ болушқа вә дийалогқа дәвәт қилимиз» деди.

у исираилийә пирезиденти йитзак һерзог (Yitzak Herzog) ниң түркийә зийаритиниң март (2022) ейи оттурилирида әмәлгә ашидиғанлиқини ейтти.

у гиретсийә тәрипидин деңизға ташливетилгән 12 мусапирниң өлүми тоғрисида мундақ деди:

«һәммидин муһими 12 кишиниң у йәрдә тоңлап өлүшигә қарап туруш, алдиса мақул дәйдиған вә унтулидиған иш әмәс.»

у йавропа кеңишиниң осман кавала қарари үстидә тохтилип: «йавропа кишилик һоқуқ мәһкимиси немә десә, йавропа кеңиши немә десә, бизгә мунасивәтлик әмәс. биз өзимизниң сот мәһкимилиригә һкрмәт қилинишини күтимиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر