әрдоған италийә баш әлчисиниң зийаритини қобул қилди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған италийәниң әнқәрәдә турушлуқ баш әлчиси гиоргийо марраподиниң зийаритини қобул қилди.

1768726
әрдоған италийә баш әлчисиниң зийаритини қобул қилди

түркийә авази радийоси хәвири: пайтәхт әнқәрәдики җумһур рәислик күллийәсидә өткүзүлгән күтүвелиш йиғинида, баш әлчи марраподи әрдоғанға ишәнч мәктубини сунди.

марраподиниң айали, балилири вә бир қисим әлчихана әзалири җумһур рәис әрдоғанға ишәнч мәктубини тәқдим қилғандин кейин, хатирә сүрәткә чүшти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر