түркийә – қатар оттурисида һәмкарлиқ келишим лайиһәси имзаланди

түркийә бүйүк милләт мәҗлиси башлиқи мустафа шәнтоп қатарниң пайтәхти доһада қатар шура мәҗлисиниң башлиқи һәсән бин абдуллаһ әлғаним билән бир йәргә җәм болди.

1765467
түркийә – қатар оттурисида һәмкарлиқ келишим лайиһәси имзаланди

түркийә авази радийоси хәвири: қатарниң рәсмий хәвәр агентлиқи (QNA) ниң хәвәр қилишичә, түркийә бүйүк милләт мәҗлиси башлиқи мустафа шәнтоп билән  қатар шура мәҗлисиниң башлиқи һәсән бин абдуллаһ әлғанимниң учришишида, икки дөләт оттурисидики мунасивәтләр вә парламентлар ара һәмкарлиқни күчәйтиш имканийәтлири һәққидә музакирә елип берилған, шундақла, түркийә – қатар парламентлар ара һәмкарлиқни йәниму йүксәк сәвийәгә йәткүзүш нишан қилинған келишим лайиһәси имзаланған.

қатар шура мәҗлисиниң башлиқи һәсән бин абдуллаһ әлғаним, имзаланған бу келишим лайиһәсиниң, қериндаш икки дөләт оттурисидики мунасивәтләрниң парламентлар оттурисидиму күчәйтиштә муһим рол ойнайдиғанлиқини, бу арқилиқ қатар – түркийә оттурисидики мунасивәтләр вә һәмкарлиқниң йәниму йүксәк сәвийәгә йетидиғанлиқини. җүмлидин, келишим лайиһәсиниң, икки дөләтниң охшимиған саһәләрдики чоңқур мунасивәтләрниң намайәндиси икәнликини қәйт қилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر