җумһур рәис әрдоған түркийә - исраилийә мунасивәтлири тоғрисида тохталди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, «исраилийә пирезиденти йитзак һерзог түркийәдә зийарәттә болуши мумкин» деди.

1764753
җумһур рәис әрдоған түркийә - исраилийә мунасивәтлири тоғрисида тохталди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған түнүгүн түркийәдә дөләт ишлири зийаритидә болған сербийә пирезиденти александер вучич билән икки дөләт оттурисида келишимләрни имзалиғандин кейин өткүзүлгән қошма ахбарат елан қилиш йиғинида сөз қилди.

у шәрқий ақдеңизда исраилийә билән һәмкарлиқ орнитиш мумкинчилики тоғрисида тохтилип: «бизниң һерзог әпәнди билән өткүзүватқан сөһбәтлиримиз, бәлким у түркийәни зийарәт қилиши мумкин. баш министир бенет әпәндиниң бу нуқтиларға қарита бәзи иҗабий қарашлири бар. мәқсәт бу хил иҗабий позитсийәләр арқилиқ нәтиҗигә еришиш. өзара тәң нәп елиш пиринсипини асас қилғандин кейин, биз түркийә болуш сүпитимиз билән қолимиздин келишичә тиришчанлиқ көрситимиз. сийасәтчи болуш сүпитимиз билән, җедәлләр үчүн әмәс, тинчлиқ үчүн мәвҗутмиз؛ әгәр нефит тинчлиқ үчүн васитә болса, биз униңдин пайдилинимиз. әмма әгәр у тинчлиқниң қорали болмиса, қарар қилиш һәр бир дөләтниң өзигә аит. биз бурғилаш, йәр тәврәшни тәкшүрүш парахотлирини бикардин бикарға алмидуқ» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر