чавушоғлу ал нәһйан билән телефонлишип, тәзийә тиләклирини йәткүзди
дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу әрәб бирләшмә хәлипилики ташқи ишлар министири шәйх абдуллаһ бин зайид ал нәһйан билән телефонлашти.
1764537
түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи байанат елан қилип, телефон сөһбити җәрйанида министир чавушоғлу түнүгүн әрәб бирләшмә хәлипиликидә мәйданға кәлгән һуҗумларда һайатидин айрилғанлар үчүн тәзийә билдүргәнликини уқтурди.