җумһур рәис әрдоған бу йилға тәвә тунҗи чәт әл зийаритини албанийәдин башлайду

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған албанийә баш министири әди раманиң тәклипигә бинаән бүгүн (2022-йили 17-йанвар) албанийәгә йетип бариду.

1763532
җумһур рәис әрдоған бу йилға тәвә тунҗи чәт әл зийаритини албанийәдин башлайду

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған албанийә баш министири әди раманиң тәклипигә бинаән рәсмий дөләт ишлири зийаритидә болуш үчүн албанийәгә қарап йолға чиқти.

җумһур рәис рәҗәп таййп әрдоғанни истанбул ататүрк айродурумида, муавин җумһур рәис фуат октай вә истанбул валийси әли йәрликайани өз ичигә алған бир һәйәт узитип қойди.

зийарәт даирисидики учришишларда, истратегийәлик һәмкарлиқ сәвийәсидики түркийә-албанийә мунасивәтлири һәр җәһәттин көздин кәчүрүлүп, һәмкарлиқни чоңқурлаштуруш үчүн ташлинидиған қәдәмләр музакирә қилиниду.

учришишта, өзара мунасивәтләрдин башқа йәнә, районлуқ вә хәлқаралиқ мәсилиләр һәққидә өзара пикир алмаштурулиду.

зийарәт җәрйанида, 2019 - йили албанийәдә йүз бәргән йәр тәврәш апитидә өйлиридин айрилған аилиләр үчүн түркийәниң лач шәһиридә салған туралғуларни тапшуруп бериш мурасимиму өткүзүлиду.

җумһур рәис әрдоған тиранда түрк һәмкарлиқи вә маслаштуруш оргини (TIKA) тәрипидин әслигә кәлтүрүлгән әтһәм бәй җамәсиниң ечилиш мурасимиға қатнашқандин кейин, албанийә парламентида нутуқ сөзләйду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر