түркийәдә бүгүн вирус сәвәбидин 177 киши қаза қилди

түркийәдә йеқинқи 24 саәт ичидә ковид-19 сәвәбидин қаза қилғанларниң сани 177 кишиигә йәтти

1763209
түркийәдә бүгүн вирус сәвәбидин 177 киши қаза қилди

 түркийә авази радийоси хәвири: йеқинқи 24 саәт ичидә  384 миң 263 киши тәкшүрүлди вә булардин 63 миң 977 кишидә йуқумлиниш аламити көрүлди.

бир күн ичидә сақийип дохтурханидин чиққанларниң сани 52 миң 16 кишигә йәтти.

түркийә миқйасида бүгүнгә қәдәр әмләнгән биринчи, иккинчи вә  үчинчи миқдар ваксина сани 139 милйон 71 миң 821 гә йәтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر