түркийәниң тунҗи «йанчуқ сүний һәмраһи» әтә аләм бошлуқиға қойуп берилиду
түркийәниң «Grizu-263A» намлиқ тунҗи «йанчуқ сүний һәмраһи» әтә америка қошма иштатлиридин аләм бошлуқиға қойуп берилиду.
1761533
түркийә авази радийоси хәвири: еғирлиқи 237 гирам, чоңлуқи x5x5 5 сантиметир келидиған «йанчуқ сүний һәмраһи» ниң, тәхминән 525 километир төвән йәр шари орбитисида 4 йил 8 ай вәзипә өтүши пиланланмақта.
бу сүний һәмраһниң, 13-йанвар күни, әнқәрә вақти саәт 18 дин 25 минут өткәндә, америка қошма иштатлиридики кәйп канаверал қойуп бериш базисидин аләм бошлуқиға қарап йолға чиқиши күтүлмәктә.