түркийә суданға тәзийә билдүрди
түркийә алтун кени гөмүрүлүп чүшүш вәқәсидә һайатидин айрилғанлар мунасивити билән тәзийә телеграммиси тарқатти.
түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқиниң, суданниң ғәрбий дарфур өлкисидики бир алтун кенида түнүгүн йүз берип, 38 кан ишичисиниң өлүмини кәлтүрүп чиқарған қазадин қайғуруш ичидә хәвәр тепилғанлиқи билдүрүлгән байатида: «қазада җенидин айрилғанларға аллаһтин мәғпирәт, йеқин – йоруқлириға сәвр тиләймиз, дост вә қериндаш судан хәлқигә сәмимий тәзийәлиримизни билдүримиз» дегән ибариләргә орун берилди.
судан таратқулириниң хәвәрлиригә қариғанда, дарфур өлкисиниң шималиға җайлашқан фоҗа районидики әнәниви канчилиқ усули бойичә еичлған умм дрисаи алтун кени бесивелип, 38 кан ишчиси қаза қилғаниди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
түркийәниң авийатсийә саһәси мулазимитидә рекорт йаритилди
апрел ейида түркийә миқйасидики айродурумларда 18 милйонға йеқин йолучи тошулди.
әзәрбәйҗан баш министири түркийәдә зийарәттә болмақта
әзәрбәйҗан баш министири әли әсәдоф түркийәдә дөләт ишлири зийаритидә болмақта.