әрдоған ислам мәдәнийәтиниң ғайиси һәққидә муһим сөз қилди

җумһур рәис әрдоған ататүрк мәдәнийәт мәркизидә өткүзүлгән 8 - нөвәтлик нәҗип фазил мукапатини тарқитиш мурасимида нутуқ сөзлиди.

1752961
әрдоған ислам мәдәнийәтиниң ғайиси һәққидә муһим сөз қилди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, «түркийәниң хәлқара мунасивәттә вә иқтисадта <дунйа бәштин чоң> шоари билән елип барған күриши екиспалататсийә вә зулум үстигә қурулған дунйа тәртипниң өзгириши үчүндур» деди.

әрдоған өзгиришниң һайатниң һәқиқити икәнликини, бирақ өзгириш билән чириклиишиш оттурисида кәскин бир пәрқ барлиқини тилға елип, «инсанийәт йеқинқи икки әсирдә қәдимий қиммәт қарашлири бузулған зор бир өзгиришни, йәнә бир җәһәттин чекинишни баштин кәчүрди. заманивилишиш билән биргә инсанниң өз тәбиитигә, әтрапиға вә һайатини ортақлашқан башқа җанлиқларға болған көз қаришиму өзгәрди» деди.

әрдоған сөзини давамлаштуруп йәнә мундақ деди:

«түркийәниң һәм хәлқара мунасивәтләрдики, һәм иқтисадтики күриши, <дунйа бәштин чоң> шоари билән екиспалататсийә вә зулум үстигә қурулған дунйа тәртипни өзгәртиш үчүндур. мәхлуқатларниң әң шәрәплики болған инсанларни қиммәтсизләштүридиған һәр түрлүк позитсийәләрни рәт қилимиз. ислам мәдәнийәтиниң дәвр һалқиғуч тәлиматлири билән заманивий инсанлар патқан буһранларға ниҗатлиқ ритсипи сунидиғанлиқиға ишинимиз. билим-  һекмәт, әхлақ вә адаләтниң асаси үстигә қурулған ислам мәдәнийити, дунйани гүзәлләштүрүшни вә барлиқ җанлиқлар үчүн техиму йашиғили болидиған һалға кәлтүрүшни өзигә ғайә қилиду»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر