түркийә буркина фасоға тәзийә билдүрди
түркийә буркина фасода армийәгә қарашлиқ 41 һәрбий пидаий вә пуқраниң қаза қилишиға сәвәб болған террорлуқ һуҗумини әйиблиди.
түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқи буркина фасониң лорум өлкисигә қарашлиқ йо районида йүз бәргән террорлуқ һуҗумиға тәзийә билдүрди.
тәзийәнамида, «буркина фасо армийисигә қарашлиқ 41 пидаий вә пуқраниң һуҗумда һайатидин айрилғанлиқидин чоңқур қайғуруш ичидә хәвәр таптуқ, бу қәбиһ терорлуқ һәрикитини қаттиқ әйибләймиз. һуҗумда һайатидин айрилғанларниң йеқинлириға шундақла дост вә қериндаш буркина фасо хәлқи вә һөкүмитигә тәзийә теләклиримизни йоллаймиз» дейилди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
түркийәниң авийатсийә саһәси мулазимитидә рекорт йаритилди
апрел ейида түркийә миқйасидики айродурумларда 18 милйонға йеқин йолучи тошулди.
әзәрбәйҗан баш министири түркийәдә зийарәттә болмақта
әзәрбәйҗан баш министири әли әсәдоф түркийәдә дөләт ишлири зийаритидә болмақта.