әрдоған әлийевниң туғулған күнини тәбриклиди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийевниң 60 – туғулған күнини тәбриклиди.

1752339
әрдоған әлийевниң туғулған күнини тәбриклиди

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан пирезидентлиқ мәһкимиси байанат елан қилип, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң пирезидент илһам әлийевгә телефон қилип туғулған күнини тәбриликигәнликини вә хизмитигә утуқ, тенигә саламәтлик тилигәнликини؛ пирезидент әлийевниң әрдоғанға миннәтдарлиқини ипадилигәнликини уқтурди.

әзәрбәйҗан билән түркийә оттурисидики достлуқ вә қериндашлиқ мунасивитиниң барлиқ саһәләр бойичә утуқлуқ тәрәққий қилғанлиқи тәкитлигән телефон сөһбитидә, мунасивәтләрниң буниңдин кейин техиму гүллинидиғанлиқи тилға елип өтүлди.

әрдоған билән әлийев түркийә билән әзәрбәйҗан мунасивәтлириниң тәрәққийатиға алақидар бир қисим мәсилиләр тоғрисида пикир алмаштурди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر