түркийә һайти хәлқи вә һөкүмитигә тәзийә билдүрди

түркийә һайтида йеқилғу тошуйдиған йүк аптомобили партилишида һайатидин айрилғанлар үчүн тәзийә билдүрди.

1747651
түркийә һайти хәлқи вә һөкүмитигә тәзийә билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: ташқи ишлар министирлиқиниң йазма байанатида, кап-һайтийен шәһиридә май ​​баки аптомобилиниң партилиши нәтиҗисидә 50 дин артуқ кишиниң һайатидин айрилғанлиқидин қайғуруш ичидә хәвәр тапқанлиқи билдүрүлди.

байанатта, «һайатидин айрилғанларниң аилә-тавабиатлири билән һайти хәлқи вә һөкүмитигә тәзийә билдүримиз. йариланғанларниң тезрәк әслигә келишини тиләймиз» дейилди.

һайтиниң кап-һайтиен шәһиридә йеқилғу тошуйдиған йүк аптомобилиниң партилиши нәтиҗисидә, дәсләпки ениқлашларға асасланғанда, әтраптики 50 дин артуқ киши қаза қилған вә онлиған киши йарилинип дохтурханида балнестқа елинған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر