түркийә малида йүз бәргән террорлуқ һуҗумини әйиблиди

түркийә малида бирләшкән дөләтләр тәшкилати көп тәрәплик муқимлиқни сақлаш қисми әскәрлириниң аптомобил әтритигә қилинған террорлуқ һуҗумини қаттиқ әйиблиди.

1745534
түркийә малида йүз бәргән террорлуқ һуҗумини әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин елан қилинған йазма байанатта, әнқәрәниң,  малида бирләшкән дөләтләр тәшкилати көп тәрәплик муқимлиқни сақлаш қисми әскәрлириниң аптомобил әтритигә қилинған террорлуқ һуҗумида, тоголуқ 7 әскәрниң қаза қилғанлиқидин толиму әпсусланған һалда  хәвәр тапқанлиқи тәкитлинип мундақ дейилди: «бу қәбиһ террорлуқ һуҗумини қаттиқ әйибләймиз, һуҗумда һайатидин айрилған тоголуқ бирләшкән дөләтләр тәшкилати көп тәрәплик муқимлиқни сақлаш қисми әскәрлириниң аилә тавабиатлири вә йеқин – йоруқлириға тәзийә билдүримиз.»

малида турушлуқ бирләшкән дөләтләр тәшкилати көп тәрәплик муқимлиқни сақлаш қисми тәрипидин елан қилинған байанатта, қисимға аит арқа сәп тәминати аптомобил әтритиниң, дөләтниң ички қисмлиридики доентза билән севере оттурисидики минаға соқулуп кәткәнлики, вәқәдә, дәсләпки мәлуматларға қариғанда,  бирләшкән дөләтләр тәшкилати көп тәрәплик муқимлиқни сақлаш қисмниң 7 нәпәр әскириниң өлгәнлики, 3 әскириниң йариланғанлиқи билдүрүлгәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر