суданда тутқун қилинған түркләр қутқузувелинди

суданниң ғәрбидики шималий дарфур өлкисидә сәйшәнбә күни тутқун қилинған икки түркийә пуқраси судан дөләт хәвпсизлик күчлирниң һәрбий һәрикити нәтиҗисидә қутқузувелинди.

1745510
суданда тутқун қилинған түркләр қутқузувелинди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийәниң хартум баш әлчиси ирфан нәзироғлу, фашир шәһиридә хизмәт қиливатқан електр истансисидин өйлиригә қайтиватқанда тутқун қилинған инженер фират җан баран вә мәмурий ишлар хадими өмәр җүнәдиоғлуниң, судан дөләт хәвпсизлик күчлирниң һәрбий һәрикити нәтиҗисидә қутқузувелинғанлиқини ейтти.

шималий дарфур өлкисигә қарашлиқ фашир шәһиридики түркийә електр истансисида ишләватқан икки түркийә пуқраси билән суданлиқ шопур, 7-декабир кәчтә өйлиригә қайтиватқанда, намәлум кишиләр тәрипидин аптомобили билән бирликтә намәлум җайға елип кетилгәниди.

түркийә ташқи ишлар министирлиқи билән түркийәниң хартум әлчиханиси, тутқун қилинған түркийә пуқралириниң қутқузулуши үчүн судан даирилири билән қойуқ алақә орнатқаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر