түркийәниң учуш тори 335 нуқтиға йәтти

«дунйаниң қатнаш мәркизи» гә айлиниш әвзәлликигә игә түркийә бу артуқчилиқини җари қилдуурп, 2002-йилдин буйан авийатсийә сийасити рамкиси ичидә үнүмлүк хизмәтләрни ишлимәктә.

1744044
түркийәниң учуш тори 335 нуқтиға йәтти

түркийә авази радийоси хәвири: хәлқ авийатсийәсигә селинған мәбләғ вә бу саһәдики бәлгилимиләрниң түрткисидә, түркийә дунйаниң оттуричә сәвийәсидинму зор мувәппәқийәтләрни қолға кәлтүрди.

түркийә 2020-йили йолучи тошуш җәһәттә дунйа бойичә 7-рәткә, йавропа дөләтлири ичидә 2-рәткә тизилди.

2003-йили 50 дөләттики 60 нуқтиға һава қатнишини ишқа ашурған түркийә, бу йил учуш нуқтилириниң санини 128 дөләттә 335 кә йәткүзүп, «дунйадики әң кәң даирилик учуш тори» ға игә дөләтләрниң биригә айланди.

түркийәниң пуқралар авийатсийәси саһәсидә дунйави тәсир қозғиған йеңи дәври болса, истанбул айродуруми арқилиқ башланди.

дунйа бойичә әң чоң,  тосалғусиз вә йешил айродурум, 2018-йили 29-өктәбир күни истанбулда хизмәткә кириштүрүлди.

өткән йили, истанбул айродуруми, йавропадики йолучилар қатнаш рәт тәртипидә биринчи қатардин орун алди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر