түркийә б д т ниң «йеза - кәнт сайаһәт мәнзилгаһи» мукапатиға лайиқ көрүлди
б д т дунйа сайаһәт тәшкилати, түркийәдин нәвшәһир вилайитиниң мустафапаша йезиси билән сакарйа вилайтитиниң тарақли наһийәсини «йеза - кәнт сайаһәт мәнзилгаһи» мукапатиға лайиқ көрди.
түркийә авази радийоси хәвири: мәдәнийәт вә сайаһәт министирлиқиниң байанатиға қариғанда, сайаһәтчиликни йеза – кәнтләрни тәрәққии қилдуруш, гүлләндүрүш вә кәң хәлқ аммисиниң параванлиқи үчүн муһим күчкә айландуруш мәқситидә, бу йил «әң йахши йеза – кәнт сайаһәт хизмити» ни ишқа кириштүргән б д т дунйа сайаһәт тәшкилати, түркийәдин икки йеза – кәнтни «сайаһәт мәнзилгаһи» қилип таллиди.
нәвшәһир вилайитиниң мустафапаша йезиси билән сакарйа вилайтитиниң тарақли наһийәси, испанийәниң пайтәхти мадридта өткүзүлгән б д т дунйа сайаһәт тәшкилатиниң 24 – нөвәтлик омумий кеңишидә «йеза - кәнт сайаһәт мәнзилгаһи» макапатини тапшурувалди.
мукапатқа еришиш риқабитидә, 32 дөләттин җәмий 44 йеза – кәнткә, өзигә хас тәбиий вә мәдәнийәт алаһидиликлири, бурундин тартипла изчил давамлишип кәлгән әнәниви турмуш усуллири, сиҗил вә кәң даирилик йеза - кәнт иқтисадий паалийәтлири түпәйли, «сайаһәт мәнзилгаһи» унвани берилди.
түркийәдин нәвшәһир вилайитиниң мустафапаша йезиси билән сакарйа вилайтитиниң тарақли наһийәси, бу мукапатқа илтимас сунған 75 дөләттин 175 йеза – кәнт ичидин таллинип, бу мукапатқа лайиқ көрүлгән сайаһәт мәнзилгаһлири қатаридин орун алди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
австрийә ташқи ишлар министири александир шалленберг түркийәдә зийарәттә болиду
австрийә ташқи ишлар министири александир шалленберг бүгүн түркийәдә дөләт ишлири зийаритидә болиду.