бингөлдә террорлуқ тәшкилатиниң панаһҗайи пачақлап ташланди

бингөлниң гәнч наһийәсидә бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ға қарши елип берилған «әрән қиш 6 һәрикити» даирисидә террорчилар ишләткән панаһҗай байқалди.

1741312
бингөлдә террорлуқ тәшкилатиниң панаһҗайи пачақлап ташланди

түркийә авази радийоси хәвири: бингөл валий мәһкимиси елан қилған байанатқа асасланғанда, вилайәтлик жандарма қоманданлиқ иштаби вилайәткә қарашлиқ йезиларда елип берилған «әрән қиш 6 һәрикити» даирисидә, икки нуқтида йәр ахтуруш елип барған.

бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к әзалири ишләткән 3 һуҗрилиқ панаһҗайдики тәкшүрүш җәрйанида, 20 килогирам аммоний нийтрат, 10 ов милтиқи, 19 ашхана газ туңи, 8 данә сәйаһәт газ туңи, 32 батарийә, һәр хил давалаш вә турмуш буйумлири қолға чүшүрүлгән.

панаһҗай вә әшйалар бихәтәрлик хадимлири тәрипидин бир тәрәп қилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر