түркийә 14 әскәр шеһит болуп кәткән тик учар қазаси түпәйли әзәрбәйҗанға тәзийә билдүрди

түркийә әзәрбәйҗанда дөләтлик чегра мулазимәт идарисиға аит тик учар қазасида шеһит болуп кәткән 14 әскәр үчүн тәзийә байанати елан қилди.

1741026
түркийә 14 әскәр шеһит болуп кәткән тик учар қазаси түпәйли әзәрбәйҗанға тәзийә билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан дөләтлик чегра мулазимәт идарисиниң билдүрүшичә, идариға аит бир һәрбий тик учар айропилан, шу җай вақти әтигән саәт 10 дин 40 минут өткәндә, хизи райониниң қараһәйбәт һава мәшиқ саһәсидә чүшүп кәткән, қазада 14 әскәр шеһит болған, 2 әскәр йариланған.

даириләр нәқ мәйданға йетип берип, бу һәқтә учур игилигән вә қазаниң келип чиқиш сәвәби тәкшүрүлүшкә башлиған.

әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийев, бу һәқтә елан қилған байанатида, қазада шеһит болған әскәрләрниң аилә тавабиатлири вә йеқин – йоруқлириға тәзийә билдүргән.

бу арилиқта,  түркийә әзәрбәйҗанда қараһәйбәт һава мәшиқ саһәсидә чүшүп кәткән һәрбий тик учар айропилан қазасида шеһит болуп кәткәнләр үчүн тәзийә  байанати елан қилди.

түркийә ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин бу һәқтә елан қилинған йазма байанатта, әнқәрәниң, әзәрбәйҗанниң  хизи райониниң қараһәйбәт һава мәшиқ саһәсидә бир һәрбий тик учар айропиланниң чүшүп кәткәнликидин вә қазада шеһит болуш вә йарилиниш әһвалиниң көрүлгәнликидин толиму әпсусланған һалда хәвәр тапқанлиқи билдүрүлүш билән бир вақитта, шеһитларға аллаһ тааладин рәһмәт, йариланғанларға шипалиқ тиләнди.

түркийә бүйүк милләт мәҗлиси башлиқи мустафа шәнтоп, аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә, әзәрбәйҗанға тәзийә билдүрүп елан қилған байанатида, мундақ деди: «бүгүн йүз бәргән тик учар айропилан қазасида шеһит болуп кәткән әзәрбәйҗанлиқ қериндашлиримизға җанабий аллаһтин рәһмәт, йариланғанларға шипалиқ тиләймән, әзәрбәйҗан хәлқигә тәзийә билдүримән.»

муавин җумһур рәис фуат октай, аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә елан қилған байанатида, мундақ деди: «бүгүн йүз бәргән ечинишлиқ тик учар айропилан қазасида шеһит болуп кәткән әзәрбәйҗанлиқ қериндашлиримизға аллаһтин рәһмәт, йариланғанларға шипалиқ тиләймән, җанҗигәр әзәрбәйҗан хәлқигә вә һөкүмитигә тәзийә билдүримән.»

ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу болса, әзәрбәйҗан дипломатийә министири җәйһун байрамов билән телефонда көрүшүп, тик учар айропилан қазасида шеһит болуп кәткән әскәрләр үчүн тәзийә билдүрди, йариланған әскәрләр үчүн шипалиқ тилиди.

дөләт мудапиә министири хулуси ақар, әзәрбәйҗан дөләт мудапиә министири генерал закир һәсәнов вә дөләтлик чегра мулазимәт идарисиниң башлиқи генерал әлчин гулийев билән телефонда көрүшүп, тәзийә билдүрди.

телефон сөһбүбәтлиридә, министир ақар,  қараһәйбәт һава мәшиқ саһәсидә чүшүп кәткән дөләтлик чегра мулазимәт идарисиға аит тик учар айропилан қазасида шеһит болуп кәткән әскәрләр үчүн аллаһ тааладин рәһмәт, йариланғанларға шипалиқ тилиди, һәмдә дост вә қериндаш дөләт әзәрбәйҗан хәлқигә тәзийә билдүрди, шеһитларниң аилә тавабиатлириға сәвр - тақәт тилиди.

түркийә дөләт мудапиә министирлиқиниң аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә елан қилинған байанатта, мундақ дейилди: «қериндаш дөләт әзәрбәйҗанда дөләтлик чегра мулазимәт идарисиға аит бир һәрбий тик учар айропиланниң чүшүп кәткәнликидин толиму әпсусланған һалда хәвәр таптуқ, бу ечинишлиқ һадисидә аримиздин айирилип қалған шеһитлиримизға аллаһ тааладин рәһмәт, йаридарлиримизға шипалиқ тиләймиз, пүткүл әзәрбәйҗанлиқ қериндашлиримизға тәзийә билдүримиз һәм сәвр - тақәт тиләймиз.»

җумһур рәислик мәһкимиси байанатчиси ибраһим қалинму, аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә елан қилған байанатида, мундақ деди: «бу ечинишлиқ қазада шеһит болуп кәткән қериндашлиримизға аллаһ тааладин рәһмәт, йариланғанларға шипалиқ тиләймән, <бир милләт, икки дөләт> кә тәзийә билдүримән.»

җумһур рәислик мәһкимиси учур - алақә ишлири идарисиниң башлиқи фаһрәттин алтун болса, аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә елан қилған байанатида, мундақ деди: «әзәрбәйҗан дөләтлик чегра мулазимәт идарисиға аит бир һәрбий тик учар айропиланниң чүшүп кетиши нәтиҗисидә шеһит болуп кәткән қериндашлиримизға аллаһ тааладин рәһмәт, йаридарлиримизға шипалиқ тиләймән, әзәрбәйҗанниң дәрд – әләми түркийәниңму дәрд – әләмидур, пүткүл әзәрбәйҗанлиқ қериндашлиримизға тәзийә билдүримән.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر