мәвлүт чавушоғлу шималий атлантик әһди тәшкилати ташқи ишлар министирлири йиғиниға қатнишиду

ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу 30 -нойабирдин 1-декабирғичә латвийәниң пайтәхти ригада өткүзүлидиған шималий атлантик әһди тәшкилати ташқи ишлар министирлири йиғиниға қатнишиду.

1740061
мәвлүт чавушоғлу шималий атлантик әһди тәшкилати ташқи ишлар министирлири йиғиниға қатнишиду

түркийә авази радийоси хәвири: шималий атлантик әһди тәшкилати баш катипи җенс столтенберг рийасәтчилик қилидиған йиғинда, 2022-йилда өткүзүлидиған мадрид башлиқлар йиғининиң алдидики җәрйанда йавро-атлантик окйан райониниң тәрәққийати вә шималий атлантик әһди тәшкилатиниң күнтәртипидики муһим мәсилиләр музакирә қилиниду.

министир чавушоғлу йиғин җәрйанида бир қисим мәнсәпдашлири билән өзара учришишларда болиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر