қайил қилиш хизмәтлири нәтиҗисидә икки террорчи тәслим болди

қайил қилиш хизмәтлири нәтиҗисидә бөлгүнчи терорлуқ тәшкилати п к к дин қачқан икки террорчи тәслим болди.

1739685
қайил қилиш хизмәтлири нәтиҗисидә икки террорчи тәслим болди

түркийә авази радийоси хәвири: ички ишлар министирлиқиниң байанатиға асасланғанда, терорлуқ тәшкилати п к к дики чувулуш давамлашмақта.

ички ишлар министирлиқи билән маслишип елип берилған қайил қилиш хизмәтлири нәтиҗисидә, п к к дин қечип чиққан йәнә 2 террорчи бихәтәрлик қисимлириға тәслим болди.

тәслим болған терорчиларниң 2015 вә 2017-йиллири терорлуқ тәшкилатиға қатнашқанлиқи һәмдә сүрийә вә ирақта паалийәт қилғанлиқлири ениқланди.

бу йил, қайил қилиш тиришчанлиқи нәтиҗисидә тәслим болған террорлуқ тәшкилати әзалириниң сани 182 гә йәтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر