чавушоғлу ислам һәмкарлиқ тәшкилати баш катипи билән көрүшти

ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу ислам һәмкарлиқ тәшкилати баш катипи һүсәйин ибраһим таһа билән бир йәргә җәм болди.

1738804
чавушоғлу ислам һәмкарлиқ тәшкилати баш катипи билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: министир чавушоғлу, аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә елан қилған байанатида, тунҗи зийаритини түркийәгә қилған ислам һәмкарлиқ тәшкилати баш катипи һүсәйин ибраһим таһа билән көрүшкәнликини тәкитләп мундақ деди: «баш катип таһа билән ислам дунйасиға мунасивәтлик мәсилиләр һәққидә музакирә елип бардуқ.»

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанму ислам һәмкарлиқ тәшкилати баш катипи һүсәйин ибраһим таһани қобул қилған, җумһур рәислик мәһкимисидә 50 минут давамлашқан учришиш, ахбарат васитилириға йепиқ һаләттә ишқа ашурулғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر