әрдоған уйғур мәсилиси үстидә тохталди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған ислам һәмкарлиқ тәшкилатиниң 37- нөвәтлик министирлар йиғинида, уйғур районидики уйғур түрклири вә башқа мусулман хәлқләрниң вәзийитини интайин сәзгүрлүк билән йеқиндин көзитиватиқанлиқини ейтти.

1737891
әрдоған уйғур мәсилиси үстидә тохталди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған: «пәләстин дәвамизни ахириғичә қоғдаш ирадимиз қәтий» деди.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған пәләстин дәвасини ахириғичә қоғдаш ирадилириниң қәтий икәнликини тәкитләп: «ислам һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләр болуш сүпитимиз билән, пәләстин дәвасиға зийан беридиған һәр түрлүк һәрикәттин йирақ турушимиз керәк» деди.

әрдоған 24-25-нойабир истанбулда өткүзүлидиған ислам һәмкарлиқ тәшкилатиниң иқтисадий вә сода һәмкарлиқ даимий комитети 37-нөвәтлик министирлар йиғиниға видео әвәтти.

у мундақ деди:

«исираилийәниң шәрқий қуддус вә ийордан дәрйасиниң ғәрбий қирғиқидики қанунсиз аһалиләр райони бәрпа қилиш, өйләрни чеқиш, мәҗбурий йурт-маканлиридин қоғлаш, мәҗбурий көчүрүш, тарқақлаштуруш сийасәтлиригә, <тохта> дейишимиз керәк.»

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған йәнә, уйғур мәсилиси үстидиму тохтилип: «уйғур елидики уйғур түрклири вә башқа мусулман хәлқләрниң вәзийитини интайин сәзгүрлүк билән йеқиндин көзитиватимиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر