сойлу йавропа иттипақи комитетиниң муавин рәиси билән көрүшти

ички ишлар министири сулайман сойлу йавропа иттипақи комитетиниң көчмәнлик вә бихәтәрлик ишлириға мәсул муавин рәиси маргаритис шинас вә униң һәмраһлиқидики һәйәт билән көрүшти.

1736102
сойлу йавропа иттипақи комитетиниң муавин рәиси билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: сойлу,  йавропа иттипақи комитетиниң көчмәнлик вә бихәтәрлик ишлириға мәсул муавин рәиси маргаритис шинас вә униң һәмраһлиқидики һәйәтни министирлиқ дәрвазиси алдида қарши алди, андин, бихәтәрлик вә җиддий әһвалларға тақабил туруш қоманданлиқ мәркизиниң йиғин залида қобул қилғанда, һәйәткә мәркәз һәққидә мәлумат бәрди.

учришиш, ахбарат васитилириға йепиқ һаләттә ишқа ашурулди.

учришишқа, министир сойлудин сирт йәнә, ички ишлар муавин министири муһтәрәм инҗә, қораллиқ сақчи қисим қоманданлиқ иштаби баш қомандани генерал ариф чәтин, җамаәт хәвпсизлики баш идарисиниң башлиқи мәһмәт ақташ, саһил бихәтәрлик қоманданлиқ иштаби қомандани генерал әһмәд кәндир, көчмәнләр идариси башлиқиниң вәкили саваш үнлү, вилайәтлик мәмурий мәһкиминиң башлиқи күршат қирбийиқ қатарлиқлар қатнашти.

һәйәтләр ара учришишларда, бихәтәрлик, терроризм, тәртипсиз көчмәнлик, икки тәрәп мунасивәтлири вә нөвәттики муһим өзгиришләр  һәққидә музакирә елип берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر