акар: террорлуқни йоқитишта қәтий қарарға игимиз

түркийә дөләт мудапиә министири һулуси акар 40 йилдин буйан түркийәниң енергийәсини хоратқан террорлуқни йоқитишта қәтий қарарға игә икәнликилирини тәкитлиди.

1735653
акар: террорлуқни йоқитишта қәтий қарарға игимиз

түркийә авази радийоси хәвири: дөләт мудапиә министири һулуси акар қәйсәридики әрҗийәс универстетиниң мәдәнийәт мәркизи вә әрҗийәс универстети 2021-2022-йиллиқ оқу-оқутуш академик йилиниң ечилиш мурасимиға қатнашти.

у түркийә армийәсиниң сүрийә вә ирақниң шималида қиливатқан мувәппәқийәтлик һәрбий һәрикәтлириниң, чегралар вә хәлқниң бихәтәрликини капаләткә игә қиливатқанлиқини, җәнубий чеграларда қурулмақчи болған террорлуқ каридориниң алдини елип, буниңға йол қойулмайдиғанлиқини кәскин оттуриға қойғанлиқини әскәртти.

у түркийә армийәсиниң чегра һалқиған һәрбий һәрикәтлириниң нәтиҗисидә, 1 милйондин артуқ сүрийәликниң бихәтәр һалда өз йуртлириға қайтишиниң капаләткә игә болғанлиқини қәйт қилди.

у: «дөлитимиз 9 милйон сүрийәликниң инсанпәрвәрлик еһтийаҗлирини қамдаватиду. бу һәрбий һәрикәтләр қилинмиған болса, дөлитимиз вә районимиз техиму чоң тәһдит һәмдә хәтәрләргә дуч кәлгән болатти. һәрбий һәрикәтлиримиз әң ахирқи бир террорист йоқитилғичә шиддәтлик һалда вә қошнилиримизниң земин пүтүнлүкигә һөрмәт қилинған асаста давамлишиду»деди.

у сөзини мундақ давамлаштурди:

«биз пәқәт террорлуқ вә террористлар биләнла күрәш қиливатимиз. террорист қәйәрдә болса, нишан шу йәр болиду. п к к дегәнлик й п г дегәнлик билән баравәр. й п г ниң п к к дин һечқандақ пәрқи йоқ. буниң мушундақ ениқ билиниши лазим. 40 йилдин буйан түркийәниң енергийәсини хоратқан террорлуқни йоқитип, хәлқимизни бу террорлуқ баласидин қутқузуш ирадимиз қәтий. буни тағдикиләрму, ғарлардикиләрму билди. буларниң һамийлириниңму билишини үмид қилимиз.»  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر