«3-әрән қиш» һәрбий һәрикити башланди
дийарбакир билән бингөлдә бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ға қарши «3-әрән қиш миңбеши әрҗан курт лиҗә-сағгөзә һәрбий һәрикити» башланди.
1734097
түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ички ишлар министирлиқи дийарбакир билән бингөлдә бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ға қарши «3-әрән қиш» һәрбий һәрикитиниң башланғанлиқи тоғрисида байанат елан қилди.
байанатта, һәрбий һәрикәткә дийабакир қораллиқ сақчи қисим қоманданлиқ иштабиниң 2 миң 103 хадиминиң қатнашқанлиқи билдүрүлди.
байанатта, мәмликәт ичидә террорлуқниң пүтүнләй йоқтилиши үчүн башланған «3-әрән қиш» һәрбий һәрикитиниң, хәлқниң йардими астида қәтийлик билән мувәппәқийәтлик һалда давамлишиватқанлиқи қәйт қилинди.