нилүфәр орал б д т хәлқара қанун комитетиниң әзалиқиға қайта сайланди

бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәлқара қанун комитетиниң әзалиқ сайлимида, 2017-йилдин буйан хәлқара қанун комитетиниң әзаси сүпитидә вәзәпә өтәп келиватқан доктор  нилүфәр орал қайта сайланди.

1733422
нилүфәр орал б д т хәлқара қанун комитетиниң әзалиқиға қайта сайланди

түркийә авази радийоси хәвири: хәлқара қанун комитетиниң 2023 – йилдин 2027 – йилғичә вәзипә өтәйдиған әзалири, түнүгүн бирләшкән дөләтләр тәшкилати омумий кеңишида өткүзүлгән сайлам арқилиқ бекитилди.

сайламда,  2017-йилдин буйан хәлқара қанун комитетиниң әзаси сүпитидә вәзәпә өтәп келиватқан доктор  нилүфәр орал қайта сайланди.

түркийә ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта, мундақ дейилди: «доктор  нилүфәр орал, хәлқара қанун саһәсидики мол билими вә тәҗрибиси арқилиқ хәлқара қанун комитетиниң паалийәтлиригә давамлиқ қиммәтлик төһпиләрни қошиду, бу сайламниң нәтиҗиси, хәлқара тәшкилатларниң дөлитимизгә болған ишәнчисиниң намайәндисидур.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر