ақар «зәпәр күни» ни тәбрикләш мурасимиға қатнашти

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) дөләт мудапиә министири хулуси ақар, әзәрбәйҗан әлчиханисиниң «8 – нойабир зәпәр күни» ни тәбрикләш мурасимиға қатнашти.

1730116
ақар «зәпәр күни» ни тәбрикләш мурасимиға қатнашти

түркийә авази радийоси хәвири: дөләт мудапиә министири хулуси ақар, баш иштаб башлиқи генерал йашар гүләр, қуруқлуқ армийә қомандани генерал муса авсәвәр, деңиз армийә қомандани адмирал аднан өзбал, һава армийәси қомандани генерал һәсән күчүақйүз вә муавин дөләт мудапиә министири алпаслан қавақлиоғлу қатарлиқлар билән бирликтә, әзәрбәйҗанниң әнқәрә әлчиханиси уйуштурған  «8 – нойабир зәпә күни» ни тәбрикләш мурасимиға қатнашти.

ақар, һөрмәттә турулғандин кейин, түркийә вә әзәрбәйҗан дөләт маршлириниң оқулуши билән башланған мурасимда қилған сөзидә, алди билән, әзәрбәйҗан армийәсиниң мислисиз зәпирини тәбриклиди, андин, икки дөләт оттурисида достлуқтинму һалқиған қериндашлиқ риштә – алақилириниң барлиқини, һәмкарлиқниң барлиқ саһәләрдә барғансери йүксәк сәвийәгә йәткән һалда давамлишиватқанлиқини тәкитләп мундақ деди: «буниң нәтиҗисидә, пәқәт әзәрбәйҗан билән түркийәниңла әмәс, пүткүл район дөләтлириниңму бихәтәр һәм параванлиқ ичидә йашаш пурситигә еришидиғанлиқини билимиз, һәмдә шундақ болушиға тиләкдашмиз,. һазирғичә болғинидәк, буниңдин кейинму әзәрбәйҗанлиқ қериндашлиримизниң һәққани давалирида уларни қоллашни давамлаштуримиз, буниңдин һечким қилчә гуманланмисун. бу мәсилиләрни һәммила йәрдә мунасивәтлик тәрәпләргә тәкрар – тәкрар оттуриға қойдуқ, қойуватимиз, буниңдин кейинму шундақ қилимиз.»

икки дөләт армийәлири оттурисидики һәрбий тәлим - тәрбийә вә һәмкарлиқниң үзлүксиз давамлиишиватқанлиқини қәйт қилған ақар, мундақ дәп көрсәтти: «түркийә армийәси билән русийә армийәсиниң ортақ мәркәз паалийәтлириму қойуқ шәкилдә давамлашмақта, бизниң нишанимиз, уруш тохтитишниң изчиллиқи вә буниң нәтиҗисидә районда муқимлиқ орнитилишидур. дәрвәқә, бу муқимлиқ пәқәт әзәрбәйҗан билән түркийә үчүнла керәклик әмәстур. әгәр әрменийә, һөрмәтлик илһам әлийевниң вә һөрмәтлик җумһур рәисимизниң тинчлиқ нишанини чүшинип йетип, бу нишан бойичә һәрикәт қилса, әрменийәниң һәм бихәтәрлик һәм параванлиқ җәһәттин пайдиға еришидиғанлиқини билимиз, һәммә тәрәпниңму бу өлмәс һәқиқәтни чүшинип йетишини үмид қилимиз, бу нуқтида бизниң истиратегийәлик нишанимизниң даириси наһайити кәң болуп, зөрүр тепилғанда, 6 тәрәплик йиғинларни уйуштуруш арқилиқ пүткүл кавказ райониниң бихәтәрлики вә параванлиқи үчүн наһайити муһим қәдәмләрни ташлашқа болидиғанлиқи һәммимизгә айан.»

ататүркниң «әзәрбәйҗанниң дәрд – әләмлири бизниңму дәрд – әләмлиримиз, хушаллиқи бизниңму хушаллиқимиздур» дегән сөзи билән һәйдәр әлийевниң «түркийә билән әзәрбәйҗан бир милләт, икки дөләттур» дегән сөзини хатирилитип өткән ақар, түркийә билән әзәрбәйҗанниң ортақ тарихи вә қиммәт өлчәмлири асасида, ғәм – қайғудиму, хушаллиқтиму биллә болғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «әзәрбәйҗанлиқ қериндашлиримиз <болди бәс> дәп 44 күн ичидә мислисиз зәпәр қазанди, һәмдә өз земинлирини әрменийәниң ишғалийитидин азад қилди, буниң нәтиҗисидә, түркләрниң қудритини пүткүл җаһанға намайән қилди, җүмлидин, һәм әзәрбәйҗанниң һәм түркийәниң вәтини вә өз земинини қоғдашта һечнемидин айанмайдиғанлиқини пүткүл җаһан әһли тонуп йәтти.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر