алтун: түркийәниң йешил тәрәққийат истиратегийәси һәққидә илмий муһакимә йиғини өткүздуқ

җумһур рәислик мәһкимиси учур - алақә ишлири идарисиниң башлиқи фаһрәттин алтун, гласговда «түркийәниң йешил тәрәққийат истиратегийәси: кәң даирилик, сиҗил вә инсаний пилан лайиһәси» илмий муһакимә йиғини өткүзгәнликлирини уқтурди.

1729660
алтун:  түркийәниң йешил тәрәққийат истиратегийәси һәққидә илмий муһакимә йиғини өткүздуқ

түркийә авази радийоси хәвири: алтун, аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә елан қилған синлиқ учурида, бирләшкән дөләтләр тәшкилати килимат өзгириши башлиқлар йиғини даирисидә, җумһур рәислик мәһкимиси учур - алақә ишлири идариси сүпитидә илмий муһакимә йиғини чақирғанлиқлирини тәкитләп мундақ деди: «бирләшкән дөләтләр тәшкилати килимат өзгириши башлиқлар йиғини даирисидә, гласговда, җумһур рәислик мәһкимиси учур - алақә ишлири идариси болуш сүпитимиз билән, <түркийәниң йешил тәрәққийат истиратегийәси: кәң даирилик, сиҗил вә инсаний пилан лайиһәси> илмий муһакимә йиғини өткүздуқ, дөлитимизниң йешил тәрәққийат инқилабиға даир пилан лайиһәси бу илмий муһакимә йиғинида йәнә бир қетим тәкитләнди.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر