түркийә нигерға тәзийә билдүрди

түркийә нигерда йүз бәргән террорлуқ һуҗумида һайатидин айрилғанлар үчүн тәзийә билдүрди

1729689
түркийә нигерға тәзийә билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин елан қилинған йазма байанатта, әнқәрәниң, нигерниң тиллабери райониға җайлашқан бир йезида террорлуқ һуҗуми йүз бәргәнлики вә һуҗумда көп санда кишиниң өлүп кәткәнликидин толиму әпсусланған һалда хәвәр тапқанлиқи әскәртилип мундақ дейилди: «бу қәбиһ террорлуқ һуҗумини қаттиқ әйибләймиз, һуҗумда һайатидин айрилғанларниң аилә тавабиатлири вә достлириға, қериндаш дөләт нигер хәлқи вә һөкүмитигә чин дилимиздин тәзийә билдүримиз, йариланғанларға шипалиқ тиләймиз.»

нигер ички ишлар министири алкачи әлһада, дөләт телевизийәсигә бәргән байанатида,  2-нойабир  күни, тиллабери райониниң адаб-даб йезисиниң намәлум қораллиқ террорчи гуруппиларниң һуҗумиға учриғанлиқини, һуҗумда мәзкур йеза қарашлиқ болған банибангу наһийәсиниң һакиминиму өз ичигә алған 69 кишиниң һайатидин айрилғанлиқини билдүргәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر