җумһур рәис әрдоған мәмликәткә қайтип кәлди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған 20 – г гуруһи башлиқлар йиғини даирисидики учришишлирини тамамлап мәмликәткә қайтип кәлди.

1727293
җумһур рәис әрдоған мәмликәткә қайтип кәлди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған билән һәмраһлири олтурған «TUR» мәхсус намлиқ айропилан, әнқәрә вақти кечә саәт 00.20 дә истанбул ататүрк айродурумиға қонди.

әрдоғанни бу йәрдә истанбул валийси әли йәрликайа вә мунасивәтлик даирилириләр қарши алди.

җумһур рәис әрдоғанниң рәпиқиси әминә әрдоған, ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу, хәзинә вә малийә министири лүтфи әлван, адаләт вә тәрәққийат партийәси муавин башлиқи, қошумчә партийә байанатчиси өмәр чәлик, адаләт вә тәрәққийат партийәси муавин башлиқи әфкан әла, җумһур рәислик мәһкимиси учур - алақә ишлири идарисиниң башлиқи фаһрәттин алтун вә җумһур рәислик мәһкимиси байанатчиси ибраһим қалин қатарлиқларму истанбулға йетип кәлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر