җумһур рәис әрдоған әзәрбәйҗанда зийарәттә болиду

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийевниң тәклипигә биинаән әтә әзәрбәйҗанда бир күнлүк хизмәт зийаритидә болиду.

1724623
җумһур рәис әрдоған әзәрбәйҗанда зийарәттә болиду

 түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири идарисиниң билдүрүшичә, җумһур рәис әрдоған, әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийев билән бирликтә, вәтән уруши нәтиҗисидә ишғалдин азад қилинған фузулидики хәлқара айродурумниң ечилишиға, һәмдә районда йасалған таш йолини вә зәнгиланда түркийәниңму төһпилири арқилиқ бәрпа қилинидиған әқиллиқ йеза игилик райони қурулушини ишқа кириштүрүш мурасимлириға қатнишидикән.

җумһур рәис әрдоғанниң зийарити даирисидә, түркийә – әзәрбәйҗан мунасивәтлири көздин кәчүрүлидикән, икки дөләт оттурисидики һәмкарлиқни йәниму йүксәк сәвийәгә йәткүзүш үчүн ташлинидиған қәдәмләр һәққидә музакирә елип берилидикән.

учришишларда, икки дөләт мунасивәтлиридин сирт йәнә, күндилик, районлуқ вә хәлқаралиқ өзгиришләр һәққидә өзара пикир алмаштурулуши мөлчәрләнмәктә икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر