түркийәдә бүгүн вирус сәвәбидин 214 киши қаза қилди

түркийәдә йеқинқи 24 саәт ичидә ковид -19 сәвәбидин қаза қилғанларниң сани 214 кишиигә йәтти.

1722791
түркийәдә бүгүн вирус сәвәбидин 214 киши қаза қилди

 түркийә авази радийоси хәвири: йеқинқи 24 саәт ичидә 261 миң 350 киши тәкшүрүлди вә булардин 29 миң 760 кишидә йуқумлиниш аламити көрүлди.

йеқинқи 24 саәт ичидә сақийип дохтурханидин чиққанларниң сани 28 миң 803 кишигә йәтти.

түркийә миқйасида бүгүнгә қәдәр әмләнгән биринчи, иккинчи вә  үчинчи миқдар ваксина сани 114 милйон 620 миң 510 ға йәтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر