рус айропиланлири қара деңиз үстидә америка айропиланлириниң учушиға тосқунлуқ қилди

русийә уруш айропиланлири қара деңиз үстидин учуп өткән америка армийәси айропиланлирини «чеграсиға йеқинлашқан»лиқини илгири сүрүп йирақлаштурди.

1722544
рус айропиланлири қара деңиз үстидә америка айропиланлириниң учушиға тосқунлуқ қилди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә дөләт мудапиә министирлиқи байанат елан қилип, американиң икки данә B-1B типлиқ истратегийәлик бомбардиманчи айропилани билән  икки данә KC-135 типлиқ май запаслаш айропиланиниң рус радарлири тәрипидин из қоғлап көзитилгәнликини уқтурди.

байанатта, русийәниң Su-30 типлиқ икки күрәшчи айропилани базилиридин қозғилип, «русийә чеграсиға йеқинлашқан»лиқи илгири сүрүлгән америка айропиланлирини йирақлаштурғанлиқини әскәртти.

байанатта йәнә, русийә айропиланлириниң америка айропиланлирини қоғливәткәндин кейин базисиға қайтип кәлгәнлики вә бу мудахилиниң хәлқара қаидиләр бойичә қаттиқ елип берилғанлиқи тәкитләнди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر