әрдоған әнқәрәниң пайтәхт дәп җакарлиниш хатирә күни мунасивити билән телеграмма тарқатти

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, пайтәхт әнқәрәниң җумһурийәтниң қурулуши, гүллиниши вә демократийәниң тәрәққийат мусаписиниңму мәркизи икәнликини ейтти.

1719461
әрдоған әнқәрәниң пайтәхт дәп җакарлиниш хатирә күни мунасивити билән телеграмма тарқатти

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик мәһкимиси учур - алақә идариси байанат елан қилип, җумһур рәис әрдоғанниң, әнқәрәниң 1923-йили 10-айниң 13-күни пайтәхт дәп җакарланғанлиқиниң хатирә күни мунасивити билән телеграмма тарқатқанлиқини уқтурди.

әнқәрәниң мустәқиллиқ уруши (1919-1923) мәзгилидә тарихий қоманданлиқ мәркизи вәзиписини өтәп, истратегийәлик қарарларниң чиқирилишиға вә җумһурийәткә елип баридиған йолдики асасий органларниң қурулушиға саһибханлиқ қилғанлиқини әскәрткән җумһур рәис әрдоған: «әнқәрәниң пайтәхт дәп җакарланғанлиқиниң  хатирә күнини тәбрикләймән. қәтий ирадә билән вәтинимизниң таҗавузчилиқ урунушиға қарши туруш күришидә тарихий мәсулийәтни үстигә алған әнқәрә, җумһурийитимизниң қурулуши, гүллиниши вә демократийәсиниң тәрәққийат мусаписиниңму мәркизидур. җумһурийитимизниң иптихарлинарлиқ сәвийәгә келишидә катта рол ойниған пайтәхт әнқәрәниң мәдәнийәт кимлики вә тарихий байлиқини қоғдашниң әһмийити интайин зор.

нәччә миң йиллиқ дөләт мирасимизниң вәкили болған әнқәрә, буниңдин кейинму дөлитимизниң тәрәққийати, җумһурийитимизниң мувәппәқийәтлириниң ешиши вә демократийәмизниң гүллинишидә давамлиқ йетәкчи рол ойнайду. бу әһмийәтлик күндә, (җумһурийәтниң қурғучиси) ғази мустапа камал (ататүрк) вә униң сәпдашлирини, барлиқ шеһит вә ғазилиримизни һөрмәт вә миннәтдарлиқ билән хатириләймән вә хәлқимизгә әң чин һессийатим билән салам йоллаймән» дегәнләрни қәйт қилди.

 

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر