сүрийәниң шималида нурғун террорчи бир тәрәп қилинди
йеқинқи 15 күн ичидә елип берилған һәрбий һәрикәтләр давамида сүрийәниң шималидики фират қалқини районида 13, тинчлиқ булиқи районида 3 болуп, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г мәнсуби 16 террорчи бир тәрәп қилинди.
түркийә авази радийоси хәвири: түркийә дөләт мудапиә министирлиқи тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта, мундақ дейилди: «терроризмниң мәнбәсини үзүл - кесил йоқитишни қәтий ирадә билән давамлаштуруватқан қәһриман түркийә армийәси, йеқинқи 15 күн ичидә елип барған һәрбий һәрикәтләр давамида, сүрийәниң шималидики фират қалқини районида 13, тинчлиқ булиқи районида 3 болуп, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г мәнсуби 16 террорчини бир тәрәп қилди.
түркийә армийәси, сүрийәниң шималидики терроризм мәнбәлирини үзүл - кесил йоқитиш үчүн, 2016 – йили 24 – авғусттин 2017 – йили 29 – мартқичә фират қалқини һәрбий һәрикитини, 219 – йили 9 – өктәбирдин 2019 – йили 25 – нойабирғичә <тинчлиқ булиқи> һәрбий һәрикитини елип барған, һәрбий һәрикәтләр нәтиҗисидә, район террорчи унсурлардин тазилғаниди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
австрийә ташқи ишлар министири александир шалленберг түркийәдә зийарәттә болиду
австрийә ташқи ишлар министири александир шалленберг бүгүн түркийәдә дөләт ишлири зийаритидә болиду.