ақардин гиретсийәгә: түркийәгә қарши үстүнлүккә еришәлмәйсиләр

дөләт мудапиә министири хулуси ақар гиретсийәниң йеқиндин буйанқи қораллиниш  тәшәббуслири арқилиқ түркийәгә қарши үстүнлүккә еришәлмәйдиғанлиқини әскәртип, гиретсийәни бу тәшәббустин ваз кечишкә чақирди.

1716701
ақардин гиретсийәгә: түркийәгә қарши үстүнлүккә еришәлмәйсиләр

түркийә авази радийоси хәвири: ақар, истанбулдики дөләт мудапиә университети деңиз армийәси академийәсиниң 2021-2022- йиллиқ оқуш башлаш йили мурасимида қилған сөзидә, әгә деңизи, шәрқий ақдеңиз вә қибристики гиретсийә билән түркийә оттурисида оттуриға чиқиватқан мәсилиләр һәққидә тохтилип, бу мәсилиләрни хәлқара қанун даирисидә, инақ қошнидарчилиқ мунасивәтлиригә асасән дийалог арқилиқ һәл қилиш тәрәпдари икәнликлирини, бу нуқтида, гиретсийәдики сийасий вә һәрбий рәһбәрләрни, һадисиләргә әқил – парасәт, мәнтиқ вә соғуққанлиқ билән нәзәр ташлашқа чақириватқанлиқлирини, бир қисим һәрбийләр, сийасийонлар вә академикларниң бу һәқиқәтни чүшинип йетип, түркийәниң қаришиниң тоғра икәнликини оттуриға қойуватқанлиқини тәкитләп мундақ деди: «гиретсийә билән җәнубий қибрис рум һакимийити бирқатар һәрбий маневирлар вә паалийәтләр арқилиқ мәқситигә йетәләйдиғанлиқини гуман қиливатиду, гиретсийәдә болупму йеқиндин буйан бәзи дөләтләрниң тәшвиқлири вә күшкүртүши нәтиҗисидә қисмән келишимләрни түзүп, қораллиниш һәвиси қозғилип қалди. һалбуки, алди билән математика вә тарих нуқтисидин бу һәқиқәтләрни көзитишлар керәк, дәрвәқә, бундақ тәшәббуслар арқилиқ түркийәгә қарши үстүнлүккә еришәлишиңлар мумкин әмәс, шуңа, бу тәшәббустин ваз кечиңлар. шуни алаһидә тәкитләп өтимәнки, гиретсийәниң иқтисадий әһвали, болупму қәрзләргә боғулуп қелиштәк қийин әһвали һәммигә айан, гиретсийә қораллиниш һәвиси билән бир қисим исрапчилиқ чиқимлирини қилип, иқтисадий әһвалини техиму начарлаштурмақта вә гиретсийә хәлқиниң параванлиқиға еғир зийанларни йәткүзмәктә, гиретсийәдики әқиллиқ кишиләр бу рошән һәқиқәтни көрүши керәк.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر