әрдоған русийә зийарити, америка, п к к / й п г қатарлиқлар тоғрисида муһим сөзләрни қилди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған: «америкалиқ (брет) макгурк дәйдиған бир адәм бар. бу киши террорлуқ тәшкилатлириниң асасән дегүдәк башқуруш ишлирини қилиду» деди.

1712828
әрдоған русийә зийарити, америка, п к к / й п г қатарлиқлар тоғрисида муһим сөзләрни қилди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған русийә пирезиденти виладимир путин билән сочида өткүзгән учришишидин кейин түркийәгә қайтиветип айропиланда мухбирларниң соаллириға җаваб бәрди, күнтәртипкә алақидар мәсилиләр тоғрисидики қарашлирини оттуриға қойуп өтти.

путинниң тәклипигә бинаән ишқа ашурулған сочидики хизмәт зийарити җәрйанида, икки дөләт мунасивитигә йеңи вә күчлүк һәрикәтләндүргүч күч беғишлаш мәсилиси һәмдә райондики өзгиришләр тоғрисида сөзләшкәнликлирини билдүргән әрдоған, түркийәниң русийә билән бирликтә қарар қилған сүрийәгә мунасивәтлик барлиқ мәсилиләрдә давамлиқ чиң туридиғанлиқини, бу җәһәттә бәл қойуветишниң мумкин әмәсликини ейтти.

сүрийәниң идлиб районидики уруш тохтитишниң давамлишишиниң мусапирларниң түркийәдин қайтиш сүритини ашуридиғанлиқини тилға алған әрдоған, «400 миңи идлиб райониға болуп бир милйондин артуқ адәм йурт – маканлириға қайтти. бу иҗабий тәрәққийат. бу санни көпәйтиш вә биз дөлитимиздә меһман қилған сүрийәликләрниң йуртлириға хатирҗәм қайтиши үчүн зөрүр болған хизмәтләрни сиҗил давамлаштуримиз» деди.

җумһур рәис әрдоған сөзини давамлаштуруп: «мән алаһидә диққитимни мәркәзләштүргән йәнә бир тема (бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати) п к к / й п г ниң москвада болуши иди. буни уларға әслитип өттүм. охшашла бу тәшкилат америкадиму ақсарайда күтүвелинди. бу йәрдиму буларға болған қизиқиш – әпсуски, йуқири дәриҗидә. «мәлум, америкалиқ (оттура шәрқ вә шималий африқа кординатори брет) макгурк дәйдиған бир адәм бар. бу киши террорлуқ тәшкилатлириниң асасән дегүдәк башқуруш ишлирини қилиду. бу киши п к к / й п г / п й дниң башқурғучисидәкла һәрикәт қилмақта. әлвәттә, мениң бу сөзлирим бирилирини еғир дәриҗидә биарам қилиду. буниму билимиз. бирақ бу террорлуқ тәшкилатлири билән у йәрләрдә қол тутушуп йүргән адәм. мән террорчиларға қарши күрәш қиливатқан бир районда буниң улар билән қолмоқул айлинип йүрүши мени еғир дәриҗидә биарам қилмақта. һазирму униң бу террорлуқ тәшкилати билән биргә болуши, униң орнини көрситип бериду. һаман бир күни америка бу йәрдин чиқип кетип, бу йәр сүрийә хәлқигә берилиши керәк. терроризмға қарши күрәштики һәмкарлиқимизни техиму күчәйтишимиз керәк, дедуқ» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر