ширнақта террорчиларға әҗәллик зәрбә берилди

ширнтақта «әрән – 13» һәрбий һәрикәтлири давамида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к мәнсуби 2 террорчи бир тәрәп қилинди.

1712139
ширнақта террорчиларға әҗәллик зәрбә берилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ички ишлар министирлиқиниң билдүрүшичә, қораллиқ сақчи қисим алаһидә әтрәтлири, қораллиқ вә қоралсиз учқучисиз һава аппаратлири вә һава армийәсиниң йардими астида,  ширнақниң бәстләр – дәрәләр йеза – қишлақлирида елип берилған, «әрән – 13» һәрбий һәрикәтлири давамида, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к мәнсуби 2 террорчи, қорал – йарағ билән бирликтә бир тәрәп қилинған.

дөләт мудапиә министирлиқи йәнә, ирақниң шималидики «пәнҗә – гүлдүрмама» һәрбий һәрикити районида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к мәнсуби бир, сүрийәниң шималидики «‹ фират қалқини› һәрбий һәрикити» районида болса, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г мәнсуби икки террорчиниң бир тәрәп қилинғанлиқини уқтурди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر