җумһур рәис әрдоған американиң s-400 вә f-35 тоғрисидики позитсийәсини әйиблиди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған: «(америка қошма иштатлири билән болған мунасивәттә) икки шималий атлантик әһди тәшкилати — нато дөлитиниң нөвәттики йөнилиши йахшилиқтин бешарәт әмәс» деди.

1709938
җумһур рәис әрдоған американиң s-400 вә f-35 тоғрисидики позитсийәсини әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған 76 – нөвәтлик б д т омумий кеңиши йиғиниға иштирак қилиш үчүн барған америка қошма иштатлириниң нйуйорк шәһиридики түрк өйидә байанат елан қилди.

«мән (илгирики президентлар) оғул (җорҗ) буш, (барак) обама, (доналд) трамп билән йахши ишлидим, әмма биз (җо) байдин әпәнди билән ишларни йахши башлидуқ, демәймән» дегән әрдоған, сөзини давамлаштуруп: «мән шималий атлантик әһди тәшкилатиға әза икки дөләт болуш сүпитимиз билән бир- биримизгә достанә муамилә қилишимизни, дүшмәнлик қилмаслиқимизни үмид қилимән. әмма натоға әза икки дөләт болуш сүпитимиз билән нөвәттики йөнилиш йахшилиқниң бешарити әмәс» дегәнләрни қәйт қилди.

«биз байдинниң террорлуқ тәшкилатлириға қорал, оқ - дора вә үскүниләрни беришини тамаша қилип турмаймиз» дегән әрдоған, йәнә: «бизгә (русийәдин сетивалған башқурулидиған бомбидин мудапиәлиниш системиси) S-400 мәсилисини баһанә қилип, F-35 типлиқ айропиланни бәрмәслик депломатийә йаки дөләтләр ара мунасивәттики салаһийәтни ашкарилайду» дейиш арқилиқ  американиң сәмимий һәрикәт қилмиғанлиқини тәкитлиди.

афғанистанда һакимийәтни қолиға киргүзгән талибан мәсилисигә қарита: «һазирқи әһвалға қариғанда, әпсуски, қучақлиғучи вә сиғдурушчан бир башқуруш аппарати шәкилләнмиди» дегән җумһур рәис әрдоған: «талибанниң қолидики қоралларға қариғиниңларда булар американиң қораллири.  шуңа улар буниң бәдилини төләшкә мәҗбур болуп қалиду» дегәнләрни сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر