тәслим болған террорчи аилисидикиләр билән көрүшти

қайил қилиш хизмәтлири нәтиҗисидә тәслим болған бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к әзаси айал террорчи аилисидикиләр билән көрүшти.

1709774
тәслим болған террорчи аилисидикиләр билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: мардин вилайәтлик җамаәт хәвпсизлик идариси терроризмға қарши күрәш шөбиси билән дөләт бихәтәрлик идариси шөбиси маслишип ишлигән қайил қилиш хизмәтлири сайисида, 1999 – йилидин буйан террорлуқ тәшкилати  п к к / к җ к сепидә паалийәтләр билән шуғулланған бир айал террорчи 19 – сентәбирдә террорлуқ тәшкилати сепидин қечип, ширнақниң силопи наһийәсигә йеқин йәрдики хабур чегра еғизида хәвпсизлик күчлиригә тәслим болди.

«қораллиқ террорлуқ тәшкилатиға әза болуш» җинайити билән әйиблиниватқан террорчи, рәсмийәтлири давамлишиватқан терроризмға қарши күрәш шөбисидә сиңлиши билән көрүштүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر