«пүткүл дунйа җумһур рәис әрдоғанниң дәрһал һәрикәткә өтүш чақириқиға қулақ селиши керәк»

җумһур рәислик мәһкимиси учур - алақә ишлири идарисиниң башлиқи фаһрәттин алтун пүткүл дунйаниң җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң дәрһал һәрикәткә өтүш чақириқиға қулақ селиши лазимлиқини ейтти.

1709540
«пүткүл дунйа җумһур рәис әрдоғанниң дәрһал һәрикәткә өтүш чақириқиға қулақ селиши керәк»

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, бирләшкән дөләтләр тәшкилати омумий кеңиши йиғинлири үчүн америка қошма иштатлириниң нийу йорк шәһиригә қилған зийаритини ахирлаштурғандин кейин, түркийәгә қарап йолға чиқти.

җумһур рәислик мәһмиси учур - алақә ишлири идарисиниң башлиқи фаһрәттин алтун, аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң нийу йорк зийарити вә учришишлири һәққидә ингилиз тилида елан қилған байанатида, җумһур рәис әрдоғанниң, афғанистан, сүрийә вә ливийәни өз ичигә алған көплигән киризис районлириға йардәмчи болуш үчүн, америка қошма иштатлириниң нийу йорк шәһиридики түрк өйидә көп санда икки тәрәплик учришишларға саһибханилиқ қилғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «җумһур рәис әрдоған давамлиқ хәлқаралиқ һәмкарлиқ вә бирликтә һәрикәт қилишниң наһайити зор әһмийәткә игә икәнликини тәкитлиди.»

җумһур рәис әрдоғанниң, «ковид – 19» йуқуми, көчмәнлик вә килимат өзгириши қатарлиқ йәр шари характерлик мәсилиләрдә хәлқара җәмийәткә өзиниң үлгилик рәһбәр икәнликини намайән қилғанлиқини әскәрткән алтун,  җумһур рәис әрдоғанниң учришишлирида, болупму афғанистанда муқимлиқ орнитишқа йардәмчи болуш арзусини оттуриға қойғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «әрдоған, түркийәниң афғанистанда тинчлиқ орнитишқа йардәм беришкә тәййар икәнликини билдүрди.»

әрдоғанниң нийу йорк зийаритиниң түркийәгә дипломатик мувәппәқийәтләрни қазандурғанлиқини ейтқан алтун, пүткүл дунйани җумһур рәис әрдоғанниң дәрһал һәрикәткә өтүш чақириқиға қулақ селишқа чақирди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر