әрдоған нйуйоркта бир қисим әлләрниң дөләт вә һөкүмәт башлиқлири билән көрүшти

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) ниң 76-нөвәтлик омумий кеңиши йиғинлириға саһибханлиқ қиливатқан америка қошма иштатлириниң нйуйорк шәһиридә бир қисим әлләрниң дөләт вә һөкүмәт башлиқлири билән көрүшти.

1708910
әрдоған нйуйоркта бир қисим әлләрниң дөләт вә һөкүмәт башлиқлири билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған түркийәниң йеңи селинған түрк өйидә украина пирезиденти виладимир зеленский, финландийә пирезиденти саули нинисто, гирузийә баш министири иракли гарибашвили, гивинийә пирезиденти умаро сискоко ембало вә полша пирезиденти андреҗе дуда қатарлиқлар билән айрим – айрим һалда йепиқ учришиш өткүзди.

әрдоған бу учришишлардин илгири киродийә пирезиденти зоран миланович вә силовенийә пирезиденти борут пахор биләнму көрүшкәниди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر