түркийә: ливан йеңи һөкүмитиниң парламентниң тәстиқидин өтүшидин хурсәнмиз

түркийә ливанда 10 – сентәбир күни қурулған йеңи һөкүмәтниң парламентниң тәстиқидин өтүшидин хурсән икәнликини билдүрди.

1708599
түркийә: ливан йеңи һөкүмитиниң парламентниң тәстиқидин өтүшидин хурсәнмиз

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин бу һәқтә елан қилинған йазма байанатта, мундақ дейилди: «ливанда нәҗиб мийқати рәһбәрликидики йеңи ички кабинетниң парламентниң тәстиқидин өтүп, вәзипә өтәшкә башлишидин интайин хурсәнмиз, аридин узун муддәт өткәндин кейин вәзипә өтәшкә башлиған йеңи һөкүмәтниң ливан дуч келиватқан хирисларға қарши кәскин күрәш қилидиғанлиқиға вә ливан еһтийаҗлиқ болуватқан чарә – тәдбирләрни тапалайдиғанлиқиға ишәнчимиз камилдур.»

байанатта йәнә, түркийәниң ливан хәлқини давамлиқ қоллайдиғанлиқи вә йеңи һөкүмәткә имканийәтниң баричә йардәм беридиғанлиқи тәкитләнди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر